тарихтики бүгүн 28.12.2020
бүгүн 2020 – йили 28 - дикабир дүшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни диққитиңларға сунимиз.
тарихтики бүгүн 28.12.2020
1895 – йили 28 – дикабирда, лумиер ака-укиларниң «пойиз билән ла киотат бекитигә йетип келш, бовақлар уруши вә наличи» намлиқ тунҗи филимлири парижда тунҗи қетим тамашибинларға көрситилгән иди. парижлиқлар бу тунҗи кино филимлиригә наһайити қизиққан иди.
1908 – йили 28 – дикабирда сиҗилйа арилидики мессина шәһиридә 7.1 бал йәр тәвригән иди. йәр тәврәштә тәхминән 80 миң киши қаза қилған вә йавропада шу чағқичә көрүлгән әң чоң йәр тәврәш дәп хатириләнгән иди.
2004 – йили 28 – дикабирда, «өлүм тонели», «йанар тағ сөйүмлүкүм» қатарлиқ нурғун әсәрләрни йазған америкилиқ йазғучи сусан сонтаг 68 йешида аләмдин өткән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...