тарихтики бүгүн: 30.12.2020

бүгүн 2020 - йили 30 - декабир - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1554455
тарихтики бүгүн: 30.12.2020

■ 1517 - йили 30 – декабирда үч самави динниң муқәддәс җайи һесаблинидиған қуддус шәһири йавуз султан сәлим тәрипидин пәтһи қилинди. шундин тартип 1917-йилиғичә османли һакимийити астида турған қуддуста 400 йиллиқ «хатирҗәмлик вә тинчлиқ» дәври башланди.

 

■ 1916- йили 30- декабирда русийәдә чар падишаһ аилисини тәсири астиға еливалғанлиқи илгири сүрүлгән григори йефимович распутин (Grigori Yefimoviç Rasputin) саинт петерсбургдики йусупов (Yusupov) сарийида рус ақсөңәклири тәрипидин өлтүрүлди.

 

■ 2006-йили 30 - декабирда ирақ америка тәрипидин ишғал қилинғандин кейин, туғулған йурти тикрит әтрапида тутулған вә 142 адәмниң өлүми билән ахирлашқан дуҗәйл қирғинчилиқиниң җавабкари дәп әйиблинип өлүмгә һөкүм қилинған саддам һүсәйин дарға есилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر