тарихтики бүгүн 21.12.2020

бүгүн 2020 – йили 21 - дикабир  дүшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни диққитиңларға сунимиз.

1549121
тарихтики бүгүн 21.12.2020

тарихтики бүгүн 21.12.2020

 

1963 – йили 21 – дикабирда, қораллиқ римлар  қибриста түркләргә қарши «қанлиқ родество» һуҗумини башлиди. 1 - йанварғичә давамлашқан һуҗумлар нәтиҗисидә 364 нәпәр қибрис түрк хәлқи өлтүрүлгән иди.

 

1988 – йили 21 – дикабирда, американиң лондон-нйу йорк нөвәтчи айропилани шотландийәниң локерби йезиси асминида партилиди. вәқәдә йәрдикиләрни қошқанда, 21 дөләттин җәмий 270 киши һайатидин айрилди. узун йиллиқ тәкшүрүш нәтиҗисидә, ливийә истихбарати тәрипидин айропиланға бомба орунлаштурулғанлиқи ашкариланди. ливийә һөкүмити бомба орунлаштурған ливийәлик айропилан техника хадимини вә истихбарат әмәлдарини әнглийәгә тапшуруп бәрди. қаззафи террорлуқ һуҗумида өз дөлитиниң хаталиқи барлиқини етирап қилди, әмма өзиниң бу вәқә билән четишлиқи йоқлуқини елан қилди. ливийә һөкүмити өлгүчиләрниң аилә-тавабиатлириға нәччә милйард долларлиқ төләм төлиди.

 

2017 – йили 21 – дикабирда, түркийәниң тәшәббуси билән тәййарланған вә америка пирезиденти трампниң қуддус қарарини нишан қилған қарар лайиһәси б д т омумий кеңишидә американиң барлиқ тосуп қилиш уруушлириға қаримастин,  9 ға қарши 128 аваз билән мақулланди. 35 дөләт беләт ташлаштин ваз кәчти. б д т бу қарар арқилиқ тирампниң қуддусни исраилийәниң пайтәхти дәп етирап қилиш қарариниң хәлқара қанунға хилап икәнликини руйхәткә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر