тарихтики бүгүн: 16.12.2020

бүгүн 2020 - йили 16 - декабир - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1546650
тарихтики бүгүн: 16.12.2020

■ 1773-йили 16 –декабир америкадики әнглийә мустәмликилиридә лондон һөкүмитигә қарши исйан партлиди. «бостон чай партийәси» дәп аталған вәқәдә, чай беҗиға қарши чиққучилар, бостон портидики әнглийәниң үч парахотиға чиқип, чай сандуқлирини деңизға төкүвәтти.

 

■ 1920-йили 16 –декабир хитайниң ғәрбий шималидики гәнсу өлкисидә 8.6 бал йәр тәвриди вә арқидин йүз бәргән тағ гөмүрүлүп чүшүш вәқәлиридә тәхминән 200 миң киши җенидин айрилди.

 

■ 1991 - йили 16- декабирда қазақистан сабиқ советләр иттипақидин айрилип мустәқил болғанлиқини җакарлиди.

 

■ 1998 – йили 16 – декабирда америка қошма иштатлири билән әнглийә б д т қорал назарәтчилириниң тәкшүрүшлиригә рухсәт қилмиғанлиқини илгири сүрүп ираққа қарши «чөл түлкиси» һәрикитини башлиди. төт күн давамлашқан һәрикәт җәрйанида 500 башқурулидиған бомба вә 250 айропилан билән ирақниң һәрбий нуқтилириға зәрбә берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر