тарихтики бүгүн 13.12.2020

бүгүн 2020 – йили 13 - дикабир йәкшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни диққитиңларға сунимиз.

1544542
тарихтики бүгүн 13.12.2020

тарихтики бүгүн 13.12.2020

2002 – йили 13 – дикабирда, йавропа иттипақи тарихидики әң чоң кеңийишини  елан қилди. 2004 - йили 1 – майдин етибарән 10 намзат дөләтниң иттипаққа әза болидиғанлиқи елан қилинди.

2003 – йили 13 – дикабирда, бағдаттин қечип, йошурунған садам һүсәйин туғулған йурти тикрит әтрапида бир панаһҗайда америка әскәрлири тәрипидин қолға чүбшүрүлди.  садамниң тутулуши ирақта давамлишиватқан қаршилиқниң бурулуш нуқтиси  болди.

 

2017 -йили 13 – дикабиирда, ислам һәмкарлиқ тәшкилати истанбулда, американиң қуддусни пайтәхт дәп етирап қилиши вә әлчиханисини йөткәш қарарини музакирә қилиш үчүн җидди йиғин чақирди. 16 пиризедентни  қосқанда, җәмий 48 дөләт вәкили қатнашқан башлиқлар йиғинида, американиң қарариниң қобул қилинмиғанлиқи вә пәләстин дөлитиниң пайтәхти шәрқий қуддус икәнлики елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر