тарихтики бүгүн:11-декабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1543728
тарихтики бүгүн:11-декабир

йил 1936, 11-декабир...

әнглийә падишаһи 8-едвард  воллис симпсон (Wallis Simpson) билән биллә болуш үчүн тәхттин ваз кәчти. падишаһ 8-едвард бу қараридин үч ай бурун түркийәни зийарәт қилип, җумһур рәис мустапа камал ататүрк билән көрүшкән иди.

1987-йили 11-декабир, «һабабам синипи», «хушал күнләр» вә «тосун паша» қатарлиқ филимләрдә рол алған адилә нашит истанбулда бу дунйа билән хошлашти.

1994-йили 11-декабир, өз алдиға мустәқиллиқ җакарлиған чечинийәгә қарши русийә армийәси һәрикәткә өтти. русла йүзләрчә танкилар билән шәһәрләрни ишғал қилишқа башлиди. чечәнләр болса, партизанлиқ уруши билән, русийә армийәсини тохтатти. 1-қетимлиқ русийә-чечинийә уруши 1996-йили 30-авғуст имзаланған һасав-йурт келишими билән ахирлашти.

1999-йили 11-декабир, йавропа иттипақи дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғинида, түркийәгә әзалиқ үчүн намзат салаһийити берилди. хелсинки йиғининиң ахирқи күнидә йиғинға қатнашқан сабиқ баш министир бүләнт әҗәвит йавропа иттипақи рәһбәрлири билән рәсимгә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر