тарихтики бүгүн: 09.12.2020
бүгүн 2020 - йили 09 - декабир - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.
![тарихтики бүгүн: 09.12.2020](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/6cc3/df04/7b3b/5dc7bfa13b2ef.jpg?time=1718664434)
■ 1917-йили 9 - декабирда пәләстиндики османли қошуниниң чекиниши билән, қуддус османлиниң 400 йиллиқ игидарчилиқидин айрилди. аридин икки күн өткәндә генерал алленбай (Allenby) қоманданлиқидики әнглийә қошуни йафа дәрвазисидин кирип шәһәрни ишғал қилди.
■ 1987-йили 9 - декабирда исираилийә армийәси пәләстин земинлирида қаршилиқларниң башлиниши билән, ғәззәдики җәбалийә мусапирлар лагериға һуҗум қилип, нурғун пәләстинликни өлтүрди.
■ 1992-йили 9 - декабирда әнглийә вәлиәһди шаһзадиси чарлес (Charles) билән мәликә диана (Diana) ниң аҗришиш хитабнамиси авам палатасида оқулуп, җәмийәткә билдүрүлди. 11 йил биллә йашиған бир җуп 1996-йили рәсмий аҗрашти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![тарихтики бүгүн: 31 – декабир](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/5af3/bd26/691c/5c2dc48656ba2.jpg?time=1718664434)
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...