тарихтики бүгүн: 12-өктәбир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған тарихтики бүгүн намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1507315
тарихтики бүгүн: 12-өктәбир

йил 1492, 12-өктәбир...

кристоф коломбо тәхминән 30 күнлүк сайаһитидин кейин карайип араллириға йетип берип, америка қитәсигә қәдәм басти. бирақ, коломбо өзини һиндистанға, йәни шәрқий һинди араллириға кәлдим дәп ойлайтти.

1917-йили 12-өктәбир, урушта тунҗи қетим зәһәрлик газ ишлитилди. биринчи дунйа урушида белгийәниң йпрес (Ypres) шәһири әтрапида зәһәрлик газ ишлитилди вә бир күндә 20 миң әскәр өлди.

1979-йили 12-өктәбир түркийәниң голландийәдә турушлуқ баш әлчиси өздәмир бәнләрниң оғли әһмәт бәнләр асала (ASALA) террорлуқ тәшкилати тәрипидин шеһит қилинди.

2017-йили 12-өктәбир түркийә әскәрлири тоқунушмаслиқ районлирини контрол қилиш үчүн сүрийәниң идлиб шәһиригә кирди. һәрикәткә 30 һәрбий аптомобил вә 100 дин артуқ әскәр қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر