тарихтики бүгүн: 05– март

бүгүн 2020 – йили 05 – март - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1372639
тарихтики бүгүн: 05– март

1933 – йили  05 – мартта өткүзүлгән германийәдики чоң сайламда , адолф гитлер башчилиқидики мәмликәтлик сотсийалистик германийә ишчилар партийиси % 43.9 беләткә еришип, парламентта өз алдиға һөкүмәт тәшкилләшниң шәрти болған көп санлиқни қолға кәлтүрди. натсистлар 1 – декабирда германийәдики барлиқ сийасий партийиләрни тақиди.

 

■ 1946 – йили  05 – мартта иккинчи дунйа урушидин кейин , совет иттипақи вә шәрқий йавропа дөләтлиригә символ қилинған «төмүр пәрдә» уқумини тунҗи қетим әнгилийә баш министири черчил қолланди.

 

■ 1953 – йили  05 – мартта ленин вапат болғандин кейин , совет иттипақини өткүзүвалған вә 30 йил бойичә төмүр мушт билән дөләтни башқурған җосеф сталин қаза қилди. иккинчи дунйа урушида совет иттипақини дәриҗидин ташқири чоң дөләткә айландурған сталин, совет иттипақидики чоң мусапирлар лагерлири вә еғир ирқий қирғинчилиқларниң җавабкаридур. рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда , мәзкур әмгәк лагерлирида 3 милйон адәм қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر