тарихтики бүгүн: 26– феврал

бүгүн 2020 – йили 26 – феврал - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1366762
тарихтики бүгүн: 26– феврал

■ 1802 – йили  26 – февралда «бәхсизләр», «нотре дамниң өсмиси» қатарлиқ бир түркүм даңлиқ әсәрләрниң йазғучиси виктор һйуго фирансийәдә дунйаға кәлди.

 

 

■ 1992 – йили  26 – февралда қарабағ уруши әснасида әрмәни қара гуруһлар, хоҗали базиридики қоралсиз пуқраларни қирғин қилди. қәтлиамда 106си айал, 63 нәпири кичик бала болуп җәмий 613 әзәрбәйҗан түрки өлтүрүлди. 487 адәм еғир йаридар һаләттә қутулған қәтлиам җәрйанида 1275 адәм гөрүгә елинди, 150 адәм из-дерәксиз йоқап кәтти. җәсәтләр үстидики теббий тәкшүрүшләр нәтиҗисидә башлири кесиветилгән кишиләрниң көпинчисиниң көйдүрүлгәнлики, көзлириниң ойуветилгәнлики испатланди. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, «хоҗали қәтлиами»ға қарабағ уруши мәзгилидә йүз бәргән әң кәң көләмлик пуқралар қәтлиами, дәп баһа бәрди.

■ 2017 – йили  26 – февралда лос анҗелиста өткүзүлгән 89 – нөвәтлик оскар мукапати мурасимида йеңилиқ йүз бәрди؛ әң йахши филим мукапатиға еришкән «мунлайт»ниң артислиридин әли «йардәмчи әр артис» мукапатиға еришти. у, оскар мукапатиға еришкән тунҗи мусулман артис сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر