тарихтики бүгүн: 18– феврал

бүгүн 2020 – йили 18 – феврал - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1361281
тарихтики бүгүн: 18– феврал

1451 – йили  18 – февралда фатиһ султан мәһмәтниң атиси иккинчи мурат вапат болди؛ шуниң билән фатиһ султан мәһмәт иккинчи қетим османли тәхтигә олтурди, у падишаһ болған чеғида 19 йашта иди.

 

 

■ 1564 – йили  18 – февралда ренесанс дәвриниң сәнәтчилиридин мичелагело 89 йешида аләмдин өтти.

 

 

■ 1856 – йили  18 – февралда османли дөлитидә инсан һоқуқиниң муһапизәт қилиниши, йәни сийасий вә бийурократик органларниң тәшкил қилиниши үчүн негизлик өзгәртишләрни елип беришни мәзмун қилған ислаһат пәрмани дунйаға җакарланди. ислаһат пәрмани, болупму азсанлиқларға берилгән имтийазлар йүзисидин османли рәһбәрлики арзу қилған тәсирни пәйда қилалмиди.

■ 1952 – йили  18 – февралда түркийә бүйүк милләт мәҗлиси, түркийәниң натоға әза болушини мақуллиди. 1951 – йили 21 – сентәбирдә гиретсийә билән бирликтә әзалиққа тәклип қилинған түркийә, түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң бу қараридин кейин 21 – февралда шималий атлантик әһди тәшкилати – натониң рәсмий әзаси болди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر