тарихтики бүгүн: 13– феврал

бүгүн 2020 – йили 13 – феврал - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1358520
тарихтики бүгүн: 13– феврал

■ 1258 – йили  13 – февралда моңғул һөкүмдари һулаку бағдадни ишғал қилди؛ моңғуллар бир һәптә бойичә аббасийлар хәлипиликиниң пайтәхтини болаң – талаң қилди. болаңчилиқ вә йүз бәргән вәқәләрдә 200 миң әтрапида бағдадлиқ қирип ташланди.

 

 

■ 1894 – йили  13 – февралда лумиере ака – укилар тунҗи кинтоматограф (филим камераси билән пироҗекторниң бирләштүрүлмә һалити) ниң патент һоқуқини алди.

 

 

■ 1975 – йили  13 – февралда 1974 – йилидики тинчлиқ һәрикитидин кейин қурулған түрк аптоном мәҗлиси, қибрис түрк федератип дөлитиниң қурулушини аваз бирлики билән қобул қилди. федератип дөләтниң тунҗи пирезиденти рауф дәнкташ болди, түрк федератип дөлити асасий қануни 8 – ийунда өткүзүлгән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити арқилиқ қобул қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر