тарихтики бүгүн: 12– феврал

бүгүн 2020 – йили 12 – феврал - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1357810
тарихтики бүгүн: 12– феврал

■ 1912 – йили  12 – февралда 6 йашлиқ хитай императори пу йи тәхттин чүшүрүлүп, җумһурийәт елан қилинди. шуниң билән, 2 миң йиллиқ хитай императорлуқиға хатимә берилди.

■ 1959 – йили  12 – февралда сийурих йиғинида қурулуши қарар қилинған қибрис җумһурийити вә капаләтчиликкә алақидар қарарларни музакирә қилишни нишан қилған иккинчи нөвәтлик лондон йиғини чақирилди. әнглийә баш вәзири һаролд макмилланниң саһибханлиқида чақирилған йиғинға баш министир аднан мәндәрәс, гиретсийә баш министири конистантин караманлис, доктор фазил күчүк вә баш епископ макариос иштирак қилди.

■ 1999 – йили  12 – февралда  «моника левиниски» делосида йалған гуваһлиқ бериш вә адаләтниң намайан болушиға тосқунлуқ қилиш билән әйиблинип, һоқуқтин йирақлаштуруш тәкшүрүшигә дуч кәлгән америка пирезиденти бил килинтон палата тәрипидин ақланди.

■ 2002 – йили  12 – февралда йогославийәниң сабиқ пирезиденти слободан милосевеч, инсанийәткә қарши садир қилған җинайәтлири йүзисидин лаһайдики хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидә тунҗи қетим содийәниң соаллириға җаваб бәрди. бир – биридин мустәқил 66 хил җинайәт билән әйиблинип үстидин дело турғузулған милосевеч, 2006 – йили сот давамлишиватқан мәзгилдә түрмидә өлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر