тарихтики бүгүн: 11– феврал

бүгүн 2020 – йили 11 – фиврал - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1357065
тарихтики бүгүн: 11– феврал

1990 – йили  11 – февралда җәнубий африқидики ирқчи һакимийәткә қаршилиқ билдүрүш һәрикитиниң символиға айланған нелсон манделланиң робен арили вә ролсмор түрмисидики 27 йил давамлашқан қамақ һайати ахирлашти. африқа миллий қурултийиниң лидери болған манделла 1994 – йилидики сайламда пирезидентлиққа сайланди вә дөлитидики ирқчи түзүмгә хатимә бәрди.

 

■ 2006 – йили  11 – февралда герман археологлар, шанлиорфаниң гөбәклитәпә районида инсанийәтниң әң қәдимий учурлишиш системиси дәп ениқлима берилгән, дәвримиздики йезиқниң иптидаий шәклиниң тунҗи аламәтлирини тапти. гөбәклитәпә, шанлиурфаниң 22 километир шәрқий шималиға җайлашқан өрәнҗик йезисиға йеқин йәрдики дунйаниң әң қәдимий ибадәтхана қурулушлири тепилған җайдур. қурулушиниң тарихи 11600 йиллиқ өтмүшкә игә икәнлики ениқланған гөбәклитәпә, б д т маарип, пән вә мәдәнийәт тәшкилати – йунескониң дунйа йадикарлиқлири тизимликидин орун алмақта.

 

■ 2011 – йили  11 – февралда мисирни 30 йил бойичә төмүр муш билән башқурған пирезидент һөсни мубарәк, қаһирәниң тәһрир (азадлиқ) мәйданида башлинип дөләт миқйасиға кеңәйгән хәлқ намайишлири нәтиҗисидә, пирезидентлиқтин истепа бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر