тарихтики бүгүн: 16 – йанвар

бүгүн 2020 – йили 16 – йанвар - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1341807
тарихтики бүгүн: 16 – йанвар

■ 1804 – йили  16 – йанварда даңлиқ кәшпийатчи, фирансийәлик химийәшунас вә физикичи җосеф луис гай-луссак һидроген шари ичидә 7016 метир егизликкә чиқти. бу рекорт униңдин кейинки 50 йил бойичә бузулалмиди.

 

 

■ 1928 – йили  16 – йанварда сабиқ совет иттипақида ситалин һөкүмәтни қолға киргүзди. ситалин билән һоқуқ күришигә киргән лев трочкини өз ичигә алған өктичи сийасәтчиләрниң чәткә сүргүн қилиниши қарар қилинди. 20 – йанварда сүргүн қилинған трочки, рәпиқиси вә оғли 14 – февралда түркийәгә йетип кәлди. трочки истанбулда 4 йерим йил йашиди.

 

 

■ 1970 – йили  16 – йанварда ливийәдә 1969 – йилидики һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ «әркин офетсирлар һәрикити» намидин һакимийәтни қолиға киргүзгән муәммәр қәддафи, йеңи асасий қанунниң иҗра қилинишқа башлинишидин кейин баш министирлиқ вә мудапиә министирлиқи вәзипилирини үстигә алди. 40 йилдин узун муддәт бойичә ливийәниң бирдинбир лидери болған қәддафи, 2011 – йилида йүз бәргән исйандин кейин сиртә шәһиридики йошурунувалған җайида сүр – тоқай қилинип өлтүрүлди.

 

 

■ 1991 – йили  16 – йанварда америка қошма иштатлири вә униң иттипақдашлири кувәйтни ишғал қиливалған ираққа қарши «чөл борини» һәрикитини башлиди. һәрикәт дәслипидә һавадин бомбардиман қилиш вә башқурулидиған бомбилар билән елип берилди. 1 – қетимлиқ парс қолтуқи уруши дегән нам билән тарих сәһипилиридин орун алған «чөл борини» һәрикитиниң башлиниши билән ирақ армийәсиму исраилийәгә скуд намлиқ башқурулидиған бомбиларни қойуп бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر