тарихтики бүгүн: 6 – декабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1318813
тарихтики бүгүн: 6 – декабир
  • йил 1865, 6 –декабир...
  • америкада ички уруш ахирлашқандин кейин, қуллуқ түзүмни әмәлдин қалдурған 13-мадда асасий қанунға киргүзүлди. қуллуқ түзүмгә қарши болған америка пирезиденти абраһам линколин (Abraham Lincoln)шу йили 18-апрел сүйиқәст билән өлтүрүлди.
  • 1907-йили 6–декабир американиң моменгаһ (Monongah) шәһиридә, 362 кан ишчиси җенидин айрилди.
  • 1950-йили 6–декабир хитай корейә урушиға қатнашти. б д т бирләшмә армийәсиниң контроллуқидики пийоңйаң шәһири шималий корейә армийәсиниң қолиға өтти.
  • 1959-йили 6–декабир түркийә тунҗи қетим америка пирезидентини күтүвалди. пирезидент езинхавер (Eisenhower) түркийәни рәсмий зийарәт қилди.
  • 1971-йили 6–декабир һиндистанниң пакистандин айрилип чиқип мустәқиллиқини җакарлиған баңладешни рәсмий етирап қилиши билән, икки дөләт оттурисида дипломатик вә һәрбий киризис партлиди.
  • 1997-йили 6–декабир русийәниң антонов (Antonov) типлиқ тирансипорт айропилани сибирийәдә туралғу бинасиниң өгзисигә чүшүп кәтти. вәқәдә 67 киши җенидин айрилди.
  • 2008-йили 6–декабир афенада 15 йашлиқ бир балиниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлүши сәвәбидин намайишлар башланди, бир қанчә күн давамлашқан намайишларда йүзләрчә киши йариланди.
  • 2017-йили 6–декабир америка пирезиденти трамп қуддусни исираилийәниң пайтәхти дәп етирап қилидиғанлиқлирини әлчиханини қуддусқа йөткәйдиғанлиқлирини җакарлиди. мәзкур қарардин кейин, ислам һәмкарлиқ тәшкилати истанбулда йиғин чақирип, шәрқий қуддусниң пәләстин пайтәхти икәнликини елан қилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر