тарихтики бүгүн: 22 – нойабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1310532
тарихтики бүгүн: 22 – нойабир

бүгүн 2019 – йили, 22– нойабир, җүмә.

  • 1906 – йили бүгүнки күндә, берлинда өткүзүлгән хәлқара радийо – телеграф әһдинамиси йиғинида, « S.O.S» сигнали хәвплик ишарити сүпитидә рәсмий қобул қилинди.
  • 1940 – йили бүгүнки күндә, түркийә һөкүмити иккинчи дунйа урушиниң балқан райониға кеңийип кетишидин кейин истанбул, коҗаәли вә тракйа вилайәтлиридә «җиддий һаләт» елан қилди.
  • 1963 – йили бүгүнки күндә, америка қошма иштатлириниң 35 – пирезиденти җон ф. кеннеди даллас шәһиридә қораллиқ һуҗумда өлтүрүлди. шу күни униң йардәмчиси линден җонсон америка қошма иштатлириниң 36 – пирезиденти сүпитидә вәзипә өтәшкә башлиди. кеннедиға суйиқәст қилиш билән әйиблинип қолға елинған ле һарвей освалдму аридин бир күн өткәндин кейин җак раби исимлик зораван тәрипидин өлтүрүлди.
  • 1968 – йили бүгүнки күндә, түркийәдә тунҗи йүрәк көчүрүш оператсийәси әнқәрәдә дохтур камал бәйазит тәрипидин қилинди, бирақ «мавиш қарақурт» исимлик бимар оператсийәдин кейин пәқәт 18 саәтла өмүр көрәлиди.
  • 1975 – йили бүгүнки күндә,  испанийәдә  қайтидин монархийәлик түзүм  йолға қойулди. дон җуан карлос испанийә падишаһи болди.
  • 2005 – йили бүгүнки күндә, ангела меркел парламентта өткүзүлгән «ишәнч сайлими» да, баш министирлиққа сайланди. шуниң билән, у германийәнииң әң йаш, теги шәрқий германийәлик тунҗи айал баш министири болуп қалди.
  • 2010 – йили бүгүнки күндә, камбоджада өткүзүлгән бир фестивалда йүз бәргән қистаңчилиқта 378 киши өлди, йүзләрчә киши йариланди.
  • 2017 – йили бүгүнки күндә, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси «боснийә җаллити» дәп аталған боснийә – гертсеговиналиқ сербийәликләрниң қомандани ратко младичқа, «сребренитса қәтлиами» ни йүргүзүш билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазаси бәрди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر