тарихтики бүгүн: 29– өктәбир

бүгүн 2019 – йили 29 – өктәбир - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1296419
тарихтики бүгүн: 29– өктәбир

1923 – йили  29 – өктәбирдә  түркийә бүйүк милләт мәҗлиси тарихий йиғин чақирип, азадлиқ урушидин кейин йеңи қурулған дөләтниң сийасий түзүминиң «җумһурийәт» болидиғанлиқини дунйаға җакарлиди. асасий қанунға киргүзүлгән өзгәртишләр нәтиҗисидә «түркийә җумһурийити» қурулди. җумһурийәтниң елан қилиниши билән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа кәмал ататүрк түркийә җумһурийитиниң тунҗи җумһур рәисликигә сайланди.

■ 1924 – йили  29 – өктәбирдә лозан тинчлиқ келишимидә тәқдириниң бир тәрәп қилиниши милләтләр җәмийити (б д т) кеңишигә қалдурулған мусул һәққидә қарар елан қилинди. түркийә – ирақ чеграси мусулни ираққа беридиған шәкилдә бекитилди.

■ 1929 – йили  29 – өктәбирдә  дунйа тунҗи қетим хәлқара миқйасидики иқтисадий киризисқа дуч кәлди. нйу йорк пай чеки базиридики пайлар барлиқ қиммитини йоқитип қойди, пай чеки базири вәйран болди. шуниң билән, алдида америка қошма иштатлирини, арқидин йавропани илкигә алған «бүйүк иқтисадий боһран» дәври башлиди.

■ 1933 – йили  29 – өктәбирдә  җумһур рәис мустафа кәмал ататүрк, җумһурийәт елан қилинғанлиқиниң 10 йиллиқини тәбрикләш күнидә тарихий нутуқини әнқәрәдин пүткүл дунйа билән ортақлашти.

■ 1992 – йили  29 – өктәбирдә түркийә армийәси п к к  террорчилириниң түркийәгә өтүш йолиға җайлашқан түркийә – ирақ чеграсидики синһат боғузиниң контроллуқини қолға киргүзди. һәрбий һәрикәттә террорлуқ тәшкилати п к к ниң 90 әзаси бир тәрәп қилинди.

■ 1992 – йили  29 – өктәбирдә совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақидин айрилған қазақистан билән түркмәнистан тунҗи әлчиханилирини әнқәрәдә ачти.

■ 1998 – йили  29 – өктәбирдә түркийә, әзәрбәйҗан, гирузийә, қазақистан вә өзбекистан һазар вә оттура асийа нефитлириниң ғәрб базарлириға баку – тифлис – җәйһан нефит туруба линийәси арқилиқ йәткүзүшни мәзмун қилған әнқәрә хитабнамисини имзалиди.

■ 2006 – йили  29 – өктәбирдә  нигерийәниң пайтәхти абуҗада бир йолучилар айропилани қозғилипла 104 йолучиси билән бирликтә чүшүп кәтти؛ қазада пәқәт 6 адәм һайат қалди.

■ 2013 – йили  29 – өктәбирдә  мармарай ечилди вә тунҗи болуп үскүдардин йәникапиға қатниди. мармарай, хитай билән әнглийә арисини төмүр йоли билән бағлиған болди.

■ 2018 – йили  29 – өктәбирдә йеңи истанбул айродуруми ечилди. йеңи айродурум 6 мустәқил айропилан қозғилиш – қонуш орни, 500 айропилан сиғдуруш иқтидари вә йиллиқ 200 милйон йолучи йөткәш иқтидари билән дунйаниң әң чоң айродуруми болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر