тарихтики бүгүн: 23– өктәбир

бүгүн 2019 – йили 23 – өктәбир - чаршәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1292947
тарихтики бүгүн: 23– өктәбир

■ 1940 – йили  23 – өктәбирдә путбол дунйасиниң әпсаниви маһири пеле биразилийәдә дунйаға кәлди.

■ 1946 – йили  23 – өктәбирдә иккинчи дунйа урушидин кейин қурулуши қарар қилинған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тунҗи қетимлиқ омумий йиғинини нйу йоркта чақирди.

■ 1954 – йили  23 – өктәбирдә иккинчи дунйа урушиниң мәғлуби германийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати – натоға кириши үчүн париж әһдинамиси имзаланди.

■ 1956 – йили  23 – өктәбирдә венгирийәдә совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи ишғали вә һөкүмранлиқиға қарши қозғилаң көтүрүлди. пүткүл дөләт миқйасиға кеңәйгән намайишларда совет әскәрлириниң дөләтниң сиртиға чиқириветилиши тәләп қилинди. сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи венгирийәни ишғал қилишни қарар қилди вә қизил армийә пайтәхт будапештни қоршавға алди. баш министир емре нагй советкә қарши б д т дин йардәм тәләп қилди, бирақ у йәрдин күткән йардәмгә еришәлмиди.

■ 1973 – йили  23 – өктәбирдә америка пирезиденти ричард никсон «ватергейт» сәтчиликигә алақидар аваз линтилирини сот мәһкимисигә беришни қобул қилди.

■ 1983 – йили  23 – өктәбирдә ливанниң пайтәхти бейруттики америка вә фирансийә тинчлиқ сақлиғучи қисимлириниң қараргаһи аптомобил бомба һуҗумиға учрап 241 нәпәр америка деңиз пийадиси билән 58 фирансийә әскири өлди.

■ 1993 – йили  23 – өктәбирдә 1960 – йилларда түркийәдин оғрилиқчә елип кетилгән миладидин бурунқи 560 – 546 – йиллар арисидики лидйа мәдәнийитигә тәвә «қарун хәзиниси» аридин 28 йил өткәндин кейин түркийәгә кәлтүрүлди.

■ 2011 – йили  23 – өктәбирдә түркийә җумһурийити тарихидики әң чоң йәр тәврәшләрниң иккиси ванда арқа – арқидин мәйданға кәлди. 6.7 бал йәр тәврәш йүз берип 18 күн өткәндин кейин 7.2 бал йәр тәвриди. икки қетимлиқ йәр тәврәштә 644 адәм җенидин айрилди, 4 миңдин артуқ адәм йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر