тарихтики бүгүн: 20– өктәбир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1291021
тарихтики бүгүн: 20– өктәбир

бүгүн 2019 – йили, 20– өктәбир, йәкшәнбә.

  • 1827 – йили бүгүнки күндә, османли империйәсидин гиретсийәгә мустәқиллиқ беришини тәләп қилған әнглийә, фирансийә вә русийә гиретсийәниң наварин портидики османли империйәси деңиз армийәсигә һуҗум қилди.
  • 1921 – йили бүгүнки күндә, «сакарйа зәпири»  ниң қолға кәлтүрүлүшидин кейин, түркийәдин әскәр чекиндүрүшни қарарлаштурған фирансийә билән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси оттурисида, «әнқәрә келишими» имзаланди. келишим арқилиқ хатайдин башқа түркийәниң һазирқи җәнубий чегра линийәлири бәлгиләп чиқилди.
  • 1954 – йили бүгүнки күндә, әнглийәдә 51 миң порт ишчиси иш ташлиди. шуниң билән, дөләтниң деңиз содиси паләч һалға чүшүп қалди.
  • 1957 – йили бүгүнки күндә, симплон пойизи әдирнә әтрапида моторлуқ пойизға соқулуп кетип, 89 киши қаза қилди, 108  йолучи йариланди.
  • 1980 – йили бүгүнки күндә, гиретсийә түркийәниң ветосини бикар қилишидин кейин шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һәрбий қанитиға қайтидин кирди.
  • 1992 – йили бүгүнки күндә, п к к террорчилири бингөлниң солһан наһийәси һазаршаһ йезиси әтрапида бир аптобусни тохтитип, 19 йолучини шеһит қилди.
  • 2008 – йили бүгүнки күндә, 17 – 25 – декабир вә 15 – ийулдики һәрбий исйан урунушлири арқилиқ фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийә җумһурийитигә қарита суйиқәстлик пилани икәнлики оттуриға чиққан әргәнәкон һәрикитиниң тунҗи соти 46 си тутқун болуп, җәмий 86 җавабкарниң сотлиниши билән истанбулда башланди.
  • 2011 – йили бүгүнки күндә, 1969 – йилдин 2011 – йилғичә ливийәни башқурған муәммәр қәззафи сиртә шәһиридә исйанчилар тәрипидин уруп өлтүрүлди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر