тарихтики бүгүн: 17– өктәбир
бүгүн 2019 – йили 17 – өктәбир - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.
■ 1448 – йили 17 – өктәбирдә османли қошуни иккинчи қетимлиқ косово урушида көп санлиқи венгирлардин тәшкил тапқан әһли сәлп қошунини мәғлуп қилди.
■ 1777 – йили 17 – өктәбирдә америка әскәрлири әнглийәликләрни саратога җеңидә мәғлуп қилди. бу ғәлибидин кейин фирансийә, испанийә вә голландийә әнглийәгә қарши америка қошма иштатлириниң сепидин орун елип җәңгә қетилди.
■ 1933 – йили 17 – өктәбирдә алберт ейништейн натсист германийәсидин көчмән болуп америкиға барди.
■ 1938 – йили 17 – өктәбирдә кесили хелила еғирлишип қалған мустафа кәмал ататүркниң саламәтлик әһвали тоғрисида тунҗи «рәсмий уқтуруш» елан қилинди.
■ 1961 – йили 17 – өктәбирдә фирансийә сақчилири, дөләтлириниң мустәқиллиқини тәләп қилип парижда намайиш өткүзгән алҗирийәликләргә һуҗум қилди. тарих сәһипилиридин «париж қәтлиами» дәп нам алған вәқәдә 400 алҗирийәлик өлтүрүлди. бәзи намайишчиларниң җәсәтлири сеине дәрйасидин сүзүвелинди.
■ 1973 – йили 17 – өктәбирдә йәршари характерлик нефит киризиси йүз бәрди. нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати – опек, бәзи ғәрб дөләтлиригә исраилийә – сүрийә урушида исраилийәгә йардәм қилғанлиқини оттуриға қойуп нефит ембаргоси йүргүзүшкә башлиди. 10 әрәб дөлити нефит баһасини %70 өстүрүп, нефит ишләпчиқиришини һәр ай %5 азайтишни қарар қилди.
■ 2001 – йили 17 – өктәбирдә исраилийә билән пәләстинниң тинчлиқ орнитишиға қарши чиққан миллий бирлик партийәси башлиқи реһавам зееви қораллиқ һуҗумға учрап өлтүрүлди. һуҗумниң җавабкарлиқини пәләстин хәлқ азадлиқ фиронти үстигә алди.
■ 2016 – йили 17 – өктәбирдә мусулни даеш террорлуқ тәшкилатидин қутулдуруш үчүн ирақ армийәси 30 миң әскәр билән һәрбий һәрикәт башлиди.
■ 2018 – йили 17 – өктәбирдә түркийәниң дунйаға даңлиқ фото – сүрәт сәнәтчиси ара гүләр аләмдин өтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...