тарихтики бүгүн: 15– өктәбир
бүгүн 2019 – йили 15 – өктәбир - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.
■ 1836 – йили 15 – өктәбирдә пәлсәпә дунйасиниң муһим затлиридин нетзе германийәниң лутзен шәһиридә дунйаға кәлди.
■ 1917 – йили 15 – өктәбирдә фирансузлар тәрипидин тутқун қилинған вә германийә дөләт бихәтәрлик тармақлириға бәзи мәхпий һөҗҗәтләрни бәргәнликини етирап қилған голландийәлик уссулчи мата һари (маргарета геертруида) ниң өлүм җазаси иҗра қилинди.
■ 1927 – йили 15 – өктәбирдә ғази мустафа кәмал ататүрк җумһурийәт хәлқ партийәсиниң иккинчи нөвәтлик қурултийида «нутуқ»ни оқушни башлиди؛ нутуқниң оқулуши 6 күн давамлашти.
■ 1928 – йили 15 – өктәбирдә германийәдин қозғалған дунйаниң әң чоң һава кемиси зепелин 111 саәтлик учуштин кейин америка қошма иштатлириниң нйуҗерси иштатиға йетип барди.
■ 1964 – йили 15 – өктәбирдә совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи лидери никита крушчев тәтил өткүзүватқан мәзгилидә вәзипидин елип ташлинип, орниға брежнев олтурди.
■ 1993 – йили 15 – өктәбирдә нобел тинчлиқ мукапати җәнубий африқа пирезиденти де клерк билән африқа миллий қурултийи башлиқи неслон маделаға берилди.
■ 2003 – йили 15 – өктәбирдә әзәрбәйҗанда өткүзүлгән сайламда илһам әлийев, атиси һәйдәр әлийевдин кейин пирезидентлиққа сайланди.
■ 2013 – йили 15 – өктәбирдә филиппиндә 7.2 бал йәр тәврәп 144 адәм җенидин айрилди.
■ 2017 – йили 15 – өктәбирдә сомалиниң пайтәхти моқдишуда аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 276 адәм җенидин айрилди, 275 киши йариланди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...