тарихтики бүгүн: 29– сентәбир

бүгүн 2019 – йили 29 – сентәбир - йәкшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини һузуруңларға сунимиз.

1278309
тарихтики бүгүн: 29– сентәбир

■ 1547 – йили  29 – сентәбирдә «донкихот» ниң аптори испанийәлик йазғучи мигуел де сервантес дунйаға кәлди.

■ 1902 – йили  29 – сентәбирдә «нана» вә герминал» намлиқ романларниң дунйаға мәшһур йазғучиси емиле зола парижда аләмдин өтти.

■ 1911 – йили  29 – сентәбирдә ливийәни қолға киргүзмәкчи болған италийә билән осман дөлити арисида траблусғәрб уруши башлиди.

■ 1913 – йили  29 – сентәбирдә иккинчи балқан урушидин кейин османли дөлити билән булғарийә арисида истанбул әһдинамиси имзаланди. булғарийә аридин 5 йил өткән дәл шу күни сәланик уруш тохтитиш келишими билән биринчи дунйа урушидин чекинип чиқти.

■ 1937 – йили  29 – сентәбирдә хитайда милләтчи генерал җаң кәйши билән билән коммунист мав зедоң йапонийә тәһдитигә қарши бирликтә һәрикәт қилишни қарар қилди.

■ 1939 – йили  29 – сентәбирдә полша армийәси германийә армийәси алдида чекинишкә мәҗбур болди؛ варшова натсистларға тәслим болди.

■ 1941 – йили  29 – сентәбирдә киевни ишғал қилған натсистлар, баби йар қирғинчилиқини башлиди. германлар икки күндә 34 миң йәһудийни өлтүрди.

■ 1992 – йили  29 – сентәбирдә һаккариниң шәмдинли наһийәсидики дәрәҗик жандарма сақчи понкитиға һуҗум қилған террорчилардин 200 и өлтүрүлди؛ тоқунушта 23 әскәр, 5 муһапизәтчи шеһит болди.

■ 2008 – йили  29 – сентәбирдә леһман ака – укиларға охшаш муһим ширкәтләрниң вәйран болушидин кейин, америка дов җонес ендекси 777 поинт төвәнләп тарихий рекорт йаратти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر