тарихтики бүгүн: 27– сентәбир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1277255
тарихтики бүгүн: 27– сентәбир

бүгүн 2019 – йили, 27– сентәбир, җүмә.

  • 1529 – йили бүгүнки күндә, османли империйәси давамлиқ алға илгириләп, вийана чеграсиға йетип барди. қануни султан сулайман қоманданлиқидики османли империйәси қошуни биринчи қетимлиқ вийанани қоршаш һәрикитини башлиди.
  • 1590 – йили бүгүнки күндә, папа 7 – урбанус сайлинип 13 күн өткәндин кейин таҗ кийиш мурасимини көрәлмәстин өлди. шуниң билән, у дунйа тарихидики әң қисқа вақит тәхттә олтурған папа болуп қалди.
  • 1917 – йили бүгүнки күндә, рәсим сәнитидә «импрессионистлар» еқиминиң қурғучилиридин бири болған фирансийәлик рәссам едгар дегас парижда вапат болди.
  • 1922 – йили бүгүнки күндә, анадолуни ишғал қилиш үчүн түркийә армийәсигә қарши қозғиған урушта йеңилгән гиретсийә падишаһи 1 – константин тәхтни тәрк әтти. шуниң билән, униң оғли йоргос тәхткә чиқти.
  • 1961 – йили бүгүнки күндә, сүрийәдә һәрбий – сийасий өзгириш йүз бәрди. һәрбий һакимийәт мисир вә сүрийәдики бәис партийәси әзалири қурған «әрәб бирләшмә җумһурийити» дин айрилғанлиқлирини җакарлиди.
  • 1971 – йили бүгүнки күндә, түркийә – иран төмүр йол линийәси ван кечик кемиси пиристани түркийә җумһур рәиси җәвдәт сунай билән иран шаһи пәһләвиниң рийасәтчиликидә мурасим арқилиқ ишқа кириштүрүлди.
  • 1998 – йили бүгүнки күндә, « Google» издәш мотори мулазимити ишқа кириштүрүлди.
  • 2013 – йили бүгүнки күндә, түркийә кино вә тийатир сәнәтчиси тунҗәл куртиз вапат болди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر