тарихтики бүгүн: 25– ийун

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1257921
тарихтики бүгүн: 25– ийун

■ 1530 – йили 25 – авғустта йавропалиқ тарихчилар «қорқунчлуқ иван» дәп атиған биринчи рус чари 4-иван дунйаға кәлди.

■ 1830 – йили 25 – авғустта «белгийә инқилаби» дәп аталған белгийәниң голландийәдин бөлүнүп чиқиш мусаписи башланди. 1-леополд падишаһлиққа тикләнгәндин кейин, белгийә парламент түзүмидики бир ханлиқ болди.

■ 1900 – йили 25 – авғустта германийәлик даңлиқ пәйласоп фридрех нетзе бу дунйа билән видалашти.

■ 1933 – йили 25 – авғустта хитайда йәр тәврәш йүз берип 9 миң адәм өлди.

■ 1940 – йили 25 – авғустта иккинчи дунйа уруши даирисидә германийә айропиланлири лондонни бомбардиман қилишни башлиди.

■ 1944 – йили 25 – авғустта фирансийәниң иккинчи бироневиклиқ қисимлири парижға кирди. париждики германийә әскәрлири иттипақдаш күчләргә тәслим болди.

■ 1997 – йили 25 – авғустта шаһмат чемпийони гарй каспаров «Depper Blue 2» билән чүшкән риқабәттә йеңилип қалди. бу бир дунйа шаһмат чемпийони компйотерға йеңилип қалған тунҗи мусабиқә болуп қалди.

■ 2000 – йили 25 – авғустта 26 – нөвәтлик йавропа чоң лоңқисини чемпийонлар бирләшмисиниң чемпийони - реал мадрид командисини монакода 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йеңивалған йавропа путбол бирләшмиси чемпийони - галатасарай алди.

■ 2010 – йили 25 – авғустта 96 адәм олтурған бир йолучилар айропилани хитайниң шәрқий шималида чүшүп кәтти؛ қазада айропиландики 43 адәм җенидин айрилди, 53 адәм қутулуп қалди.

■ 2012 – йили 25 – авғустта айға тунҗи болуп айағ басқан америкилиқ астронот неил армстроң бу дунйа билән видалашти.

■ 2017 – йили 25 – авғустта т р т дикторлиридин мәсут мәртҗан у дунйаға сәпәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر