тарихтики бүгүн: 24– авғуст

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1257663
тарихтики бүгүн: 24– авғуст
  • бүгүн 2019 – йили 24 – авғуст.
  • миладидин кейинки 79 – йили бүгүнки күндә, «везув йанар теғи» ниң партлиши нәтиҗисидә помпей, стабиа вә һәркуланеум шәһәрлири йоқ болди.
  • 1516 – йили бүгүнки күндә, «мәрҗидабиқ уруши» да йавуз султан селим қоманданлиқидики  османли империйәси қошуни мәмлукийлар қошунини йәңди. шуниң билән, сүрийә, ливан вә пәләстин османли империйәсиниң терротерийәсигә өтти.
  • 1572 – йили бүгүнки күндә, фирансийәдә католиклар падишаһ 9 – чарлесниң пәрманиға асасән, қоралсиз протестанларға һуҗум қилип, улардин қанчә он миңлиған кишини өлтүрди. бу вәқә тарихта, «сайнт бартһоломев қәтлиами» дәп аталди.
  • 1818 – йили бүгүнки күндә, әнглийә билән америка оттурисида партлиған урушта, әнглийә қисимлири вашингтонни ишғал қилди, ақсарайға от қойуп бәрди.
  • 1875 – йили бүгүнки күндә, матһав веб, «манш деңизи» дин үзүп өткән тунҗи шәхс болди.
  • 1899 – йили бүгүнки күндә, «қум китаби» вә «алеф» қатарлиқ көплигән даңлиқ әсәрләрни йазған җорг луис горгес аргентинада дунйаға кәлди.
  • 1923 – йили бүгүнки күндә, «лозан келишими» гә асасән ишғал күчлири истанбулни бошитишқа башлиди.
  • 1929 – йили бүгүнки күндә, пәләстинниң мустәқиллиқ күришиниң символи болған йасир әрәфат мисирда дунйаға кәлди. 1958 – йили «әлфәтиһ» тәшкилатини қуруп, исраилийәниң ишғалийитигә қарши тиркишиш күришигә атланған әрәфат, 1993 – йили исраилийә баш министири исһақ рабин билән бирликтә «осло тинчлиқ келишими» ни имзалиди. әрәфат мустәқил пәләстин дөлитиниң тунҗи дөләт рәиси болди.
  • 1949 – йили бүгүнки күндә,  шималий атлантик әһди тәшкилати қурулди.
  • 1991 – йили бүгүнки күндә, сабиқ совет иттипақи пирезиденти михаил горбачов коммунист партийәниң бикар қилинишини тәләп қилди һәмдә партийәниң баш катиплиқ вәзиписидин истепа бәрди. шу күни, естонийә, литванийә вә украина сабиқ совет иттипақидин айрилғанлиқлирини җакарлиди.
  • 2016 – йили бүгүнки күндә, түркийә армийәси сүрийәдики даеш вә п й д қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәтни қозғиди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر