тарихтики бүгүн: 21 – авғуст

бүгүн 2019 – йили 21 – авғуст- йәкшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1255690
тарихтики бүгүн: 21 – авғуст

■ 1911 – йили 21 – авғустта ловре музейидин оғрилап кетилгән «мона лиса» май бойақ рәсими, аридин икки йил өткәндин кейин флоренсада тепилди.

■ 1915 – йили 21 – авғустта мустафа кәмал қоманданлиқидики османли қисимлири чанаққәләдә иккинчи анафарталар ғәлибисини қолға кәлтүрди.

■ 1922 – йили 21 – авғустта мустафа кәмал армийә қоманданлири билән ақшәһирдә йиғин чақирип, кәң көләмлик тақабил туруш буйруқини чүшүрди.

■ 1982 – йили 21 – авғустта пәләстин азадлиқ тәшкилати мәркизини бейрутниң ливан шәһиридин тунисқа йөткәшкә башлиди.

■ 1983 – йили 21 – авғустта сүргүндин қайтип кәлгән филиппинлиқ өктичи лидер бенигно акуино айродурумда айропиландин чүшүватқан әснада өлтүрүлди.

■ 1986 – йили 21 – авғустта 100 метирға йүгүрүштә дунйа рекортлирини астин – үстүн қиливәткән атлетика маһири болт җамайкада дунйаға кәлди.

■ 1986 – йили 21 – авғустта камеронда нйос волқан күлидин чиққан зәһәрлик газлар 1746 адәмниң җенидин айрилишиға сәвәб болди.

■ 2017 – йили 21 – авғустта тарихниң әң чоң қуйаш тутулуш вәқәси йүз бәрди. 90 минут давамлашқан қуйаш тутулуш җәрйанида қуйаш 2 минут 40 секунт бойичә пүтүнләй йоқалди. қуйашниң көлими тунҗи қетим һәқиқий өлчимигә йеқин шәкилдә һесаблап чеқилди .



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر