тарихтики бүгүн: 11– авғуст

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1251328
тарихтики бүгүн: 11– авғуст
  • бүгүн 2019 – йили 11 – авғуст.
  • 1473 – йили бүгүнки күндә, фатиһ султан мәһмәт қоманданлиқидики османли империйәси армийәси, «отлуқбәли уруши» да, узун һәсән қоманданлиқидики аққойунлу армийәсини йәңди. бу мәблубийәт билән тәң, аққойунлу дөлити тарих сәһнисидин ғулап чүшти.
  • 1934 – йили бүгүнки күндә, «алкатраз қушчиси» қатарлиқ көплигән филимләрниң темиси болған, америка қошма иштатлириниң сан франсиско шәһиридики «алкатраз арили»  түрмиси ишқа кириштүрүлди.
  • 1952 – йили бүгүнки күндә, ийорданийә парламенти созулма характерлик кесәл болуп қалған падишаһ тәллалниң орниға, униң 18 йашлиқ оғли һүсәйинни падишаһлиққа сайлиди.
  • 1966 – йили бүгүнки күндә, уда 3 йил давамлашқан «малайшийа – һиндонезийә уруши» ахирлашти.
  • 1980 – йили хитай хәлқ җумһурийитидә мав зедоң дәври ахирлашти. хитай коммунист партийәси һөкүмити мав зедоңға мунасивәтлик фото сүрәтләр, байанатлар вә еланларни чәклиди.  


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر