тарихтики бүгүн: 05.08.2019

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларда...

1247961
тарихтики бүгүн: 05.08.2019
  • йил 1583, 5-авғуст...
  • әнглийәлик хамфрей гилберт (Humphrey Gilbert) әнглийәниң шималий америкадики биринчи мустәмликисини қурди.
  • 1858-йили 5-авғуст америка билән йавропа оттурисида окйан һалқиған телеграф сими тартилди.
  • 1921-йили 5-авғуст мустапа камал ататүрк түркийә армийәсиниң баш қомандани болди.
  • 1944-йили 5-авғуст натсистлардин қечип руменийәдин йолға чиққан 383 йәһудий олтурған парахот, қара деңизда кимлики намәлум су асти парахоти тәрипидин чөктүрүветилди. вәқәдә 372 киши җенидин айрилди.
  • 1949-йили 5-авғуст еквадорда йүз бәргән йәр тәврәштә 50 йеза вәйран болди, 6 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.
  • 1962-йили 5-авғуст америкалиқ кино артиси марилйн монрейо (Marilyn Monreo) вапат болди.   у техи 36 йаш болуп, һолливудтики өйидә өлүк һалда байқалған иди. кейинчә өзини өлтүрүвалғанлиқи елан қилинди.
  • 1962-йили 5-авғуст нелсон мандела (Nelson Mandela) қолға елинип, 28 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинди. 1990-йили қойуп берилди.
  • 1971-йили 5-авғуст түркийә хитай хәлқ җумһурийитини рәсмий етирап қилди.
  • 1998-йили 5-авғуст миңларчә түрк хәлқиниң мәҗбурий көчүшигә сәвәб болған вә булғарийәдә узун йилларғичә диктаторлуқ билән һөкүмранлиқ қилған тодор җивков (Todor Jivkov) софийәдә өлди.   


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر