тарихтики бүгүн: 26 – ийул
нәвзат мәмәт тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...
1242747
- 1856 – йили 26 – ийулда, иреландийәлик журналист, музика обзорчиси вә ойун йазғучиси җорҗ бернард шав дунйаға кәлди.
- 1914 – йили 26 – ийулда, сербийә вә булғарийә дипломатик мунасивәтни үзди.
- 1933 – йили 26 – ийулда адолф гитлер, көзи көрмәйдиған, қулиқи аңлимайдиған мейип германийәликләрниң ахта қилинидиғанлиқини җакарлиди.
- 1944 – йили 26 – ийулда, иккинчи дунйа уруши мәзгилидә, сабиқ совет иттипақи армийәси ғәрбий украинаға кирип, натсистларниң ишғалийитигә хатимә бәрди.
- 1945 – йили 26 – ийулда, әнглийәдә өткүзүлгән сайламда, ишчи партийәси ғәлибә қилди. клемент атле баш вәзир болди, винстон чурчил вапат болди.
- 1953 – йили 26 - ийулда, кубада монкада газармисиға бесип кирилиш билән тәң инқилаб башланди, инқилабчиларниң рәһбири фидел кастро қолға елинди.
- 1974 – йили 26 – ийулда, уда 7 йил давамлашқан һәрбий һакимийәттин кейин, гиретсийәдә константин караманлисниң баш министирлиқида һөкүмәт тәшкил қилинди.
- 1974 – йили 26 – ийулда, қибриста башланған уруш тохтитиш нишан қилинған музакириләргә ташқи ишлар министири туран гүнәш қатнашти. гүнәш, музакириләр җәрйанида қилған сөзидә, «уруш тохтитиш дегәнлик һәргизму мәлум һәқ – һоқуқлиримиздин ваз кәчкәнликимиздин дерәк бәрмәйду» деди.
- 1994 – йили 26 – ийулда, русийә пирезиденти борис йелтсин русийә армийәсиниң естонийәдин чекинишигә алақидар қарарнамини мақуллиди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...