тарихтики бүгүн: 10– ийул

нәвзат мәмәт тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1233167
тарихтики бүгүн: 10– ийул
  • 1894 – йили бүгүнки күндә, истанбулда 474 кишиниң җениға замин  болған бир йәр тәврәш апити мәйданға кәлди.
  • 1913 – йили  бүгүнки күндә, калифорнийәдики өлүм вадисида температура 56.7 гирадусқа йәтти. шуниң билән, бу сәвийә америка қошма иштатлири тарихидики иссиқлиқ дәриҗиси әң йуқири сәвийә болуп қалди.
  • 1921 – йили бүгүнки күндә, гиретсийә армийәсиниң һуҗумға өтүши билән күтаһйа – әскишәһир урушлири башланди.
  • 1947 – йили бүгүнки күндә, һиндистанниң иккигә айрилишидин кейин оттуриға чиққан пакистанда муһәммәд әли җиннаһ баш валийлиққа тәйинләнди.
  • 1962 – йили бүгүнки күндә, америка қошма иштатлири қитәләр ара хәвәрлишишни ишқа ашуридиған «‹Telstar› сүний һәмраһи» ни қойуп бәрди.
  • 1971 – йили бүгүнки күндә, маракәш армийәсигә қарашлиқ бәзи қисимлар падишаһлиқ түзүмигә қарши исйан көтүрди. арқидинла, дөләттә җумһурийәт елан қилинди.
  • 1991 – йили бүгүнки күндә, борис йелтсин русийә пирезиденти сүпитидә вәзипә өтәшкә башлиди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر