тарихтики бүгүн: 21– ийун

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1222335
тарихтики бүгүн: 21– ийун
  • 1037 – йили 21 – ийун күни  тебабәтчилик, писхологийә, фармакологийә, геологийә, физика, астрономийә, химийә вә пәлсәпә пәнлиридә «данишмән» дәп қобул қилинидиған,   теббий алим, астроном, йазғучи вә пәйласоп ибни сина вапат болди.
  • 1934 – йили 21 – ийун күни һәрбир түркийә пуқрасиниң «фамилә» ишлитилишигә алақидар «фамилә қануни» ни қобул қилинди.
  • 1980 – йили 21 – ийун күни һәҗә вәзнидә йезилған шеирларниң ахирқи әвлад вәкиллиридин болған түрк шаир вә йазғучи әһмәд муһип дранас вапат болди.
  • 1990 – йили 21 – ийун күни иранда 7.7 бал йәр тәвриди. йәр тәврәштә 35 миңдин артуқ адәм һайатидин айрилди, 100 миңдин артуқ адәм йариланди, 500 миңдин артуқ адәм өй – макансиз қалди.
  • 1981 – йили бүгүнки күндә, 21 - ийун күни фирансийәдә тунҗи қетим «дунйа музика күни» сүпитидә тәбриклинишкә башланди. шуниңдин тартип пүткүл дунйада 21 – ийун күни «дунйа музика күни» сүпитидә тәбриклинип кәлмәктә.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر