тарихтики бүгүн: 19– ийун

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1220732
тарихтики бүгүн: 19– ийун
  • 1865– йили 19 – ийун күни абраһам линколинниң қара тәнлик қулларға әркинлик берилгәнликини җакарлиған болушиға қаримай, бу қарарға риайә қилмиған тексас иштатиға һәрбий қисимларниң кириши вә пирезидентниң йолйоруқини уқтуруши билән тәң, америка қошма иштатлирида қуллуқ түзүм пүтүнләй бикар қилинди.
  • 1910 – йили 19 – ийун күни дунйада тунҗи қетим америка қошма иштатлириниң спокане шәһиридә «дадилар байрими күни» тәбрикләнди.
  • 1934 – йили 19 – ийун күни иран шаһи риза пәһләви билән мустапа камал ататүрк тунҗи түрк операси «өзсой» ни әнқәрә хәлқ өйидә бирликтә көрди. бу әсәр иран шаһиниң түркийә зийаритидә сәһнигә елип чиқилиши үчүн иранлиқларниң «мәшһур сайаһәтнамә» намлиқ әсиригә асасән тәййарланғаниди.
  • 1973 – йили 19 – ийун күни дунйа сөйгү мукапати «сөйгин қериндишим» вә «һайатлиқ байрам болса» намлиқ нахшилири түпәйли шәнайға лайиқ көрүлди.
  • 1973 – йили 19 – ийун күни «мәсәлләр», «көләңгә тийатири», «дастанлар» вә «көчмәнләр фолклори» қатарлиқ саһәләрдә тәтқиқатларни елип барған түрк әдәбийати тарихчиси вә «фолклоризм» тәтқиқатчиси таһир алангу вапат болди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر