тарихтики бүгүн: 2019 - йили 26 - март

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1170517
тарихтики бүгүн: 2019 - йили 26 - март

■  922 – йили 26 – мартта иранлиқ  сопи вә йазғучи мәнсур һәллаҗи аббасийлар хәлиписи муқтәдир биллаһниң буйруқиға асасән дарға есилди.

■  1931 – йили 26 – мартта америкилиқ актийор, рижессор, музикант вә фото – сүрәт сәнәтчиси леонард симон нимой дунйаға кәлди. дунйа уни спок әпәнди (Mr.Spock) роли билән тониди.

■  1931 – йили 26 – мартта  түркийәдә өлчәм – таразилар қануниниң қобул қилиниши билән, оққа, әндазә дегәндәк кона еғирлиқ вә узунлуқ өлчәм бирликлириниң орниға грам, метир, литерға охшаш йеңи өлчәм бирликлирини ишлитиш қарар қилинди.

■  1979 – йили 26 – мартта әнвәр садат, менахем бегин вә җиммй картер вашингтонда исраилийә – мисир тинчлиқ келишимини имзалиди.

■  1995 – йили 26 – мартта йавропа иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләр арисида чегра еғизлиридики сақчи вә таможна тәкшүрүшлирини тәлтүкүс әмәлдин қалдурушни нишан қилған шәнгән (йавропа иттипақиға әза дөләтләр арисидики әркин сайаһәт қилиш келишимигә тәрәп болған дөләтләр) келишими иҗра қилинишқа башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر