тарихтики бүгүн: 25 – март

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.

1170240
тарихтики бүгүн: 25 – март
  • йил 1951, 25-март...
  • истанбулда нәвә шалом синагоги ечилди.
  • 1957-йили 25-март фирансийә, германийә, италийә, белгийә, голландийә вә лийуксембург қатарлиқ дөләтләр рим шәһиридә йиғин чақирип, йавропа иқтисадий ортақ гәвдиси вә йавропа атом енергийәси ортақ гәвдисиниң қурулушиға мунасивәтлик «рим келишими» ни имзалиди.
  • 1975-йили 25-март сәуди әрәбистан падишаһи файсал зеһни аҗиз болған җийәни шаһзадә файсал бин мусад тәрипидин рийадта өлтүрүлди.
  • 1986-йили 25-мартта 14-нөвәтлик страсбург филим фестевалиға қатнаштурулған муаммәр өзәрниң «җәннәт» филими вә әли өзгәнтүркниң «җисәкчи» филими иккинчиликкә еришти.
  • 2009-йили 25-март түркийәдики бүйүк бирлик партийәсиниң қурғучиси вә рәиси муһсин йазиҗиоғлу партийәси тәрипидин иҗаригә елинған тик учарниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә җенидин айрилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر