тарихтики бүгүн: 22– март

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1168358
тарихтики бүгүн: 22– март
  • 1829-йили 22-март күни «гиретсийә дөлити» қурулғанлиқиға мунасивәтлик келишим лайиһәси, лондонда өткүзүлгән конферанста йавропа дөләтлири әлчилири тәрипидин имзаланди.
  • 1888 – йили 22 – март күни әнглийәдә дунйа путбол саһәсиниң әң қәдимки путбол җәмийити болған « English Football League » қурулди.
  • 1943 – йили 22 – март күни түркийә билән америка қошма иштатлирида өзара «радийо истансилири хизмити» ишқа кириштүрүлди.
  • 1945 – йили 22 – март күни мисир, сүрийә, ливан, ийорданийә, сәуди әрәбистан, ирақ, йәмән қатарлиқ дөләтләр қаһирәдә әрәб әллири иттипақини қурди.
  • 1963 – йили 22 – март күни «тарихтин буйанқи әң илғар 500 албом» дәп аталған « The Beatles» ниң « Please Please Me » намлиқ тунҗи албуми  базарға селинди.
  • 1968 – йили 22 – март күни париждики нантерре университетида, америка қошма иштатлири вейтнамда давамлаштуруватқан урушқа қарши чиққан вә маарип саһәсидә ислаһат елип беришни тәләп қилған оқуғучилар, Daniel Cohn-Bendit ниң рәһбәрликидә университетниң биринчи дүгиләк тийатирханисини ишғал қилип, «1968 – йилқи вәқәләр» ни башлиди.
  • 2001 – йили 22 – март күни түркийәниң тунҗи айал учқучилиридин бири болған, шундақла, «дунйа бойичә тунҗи айал уруш айропиланлири учқучиси» һесаблинидиған сабиһа гөкчән вапат болди. сабиһа гөкчән мустапа камал ататүркниң 8 мәниви пәрзәнтидин бири иди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر