тарихтики бүгүн: 2019 - йили 12 - март

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1161517
тарихтики бүгүн: 2019 - йили 12 - март

■  1921 – йили 12 – мартта түрк миллитиниң истиқлал (мустәқиллиқ) марши түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә қобул қилинди؛ шу йилларда мустәқиллиқ вә азадлиқ күришини давамлаштуруватқан түркләрниң вәтән вә байрақ сөйгүсини, әркинлик ирадисини әкс әттүрүп бәргән шеир, түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә җушқун кәпийат ичидә қобул қилинди.

■  1930 – йили 12 – мартта һиндистан вә пакистан мустәқиллиқ һәрикитиниң сийасий вә руһаний лидири маһатма ганди, һөкүмәтниң туз ишләпчиқиришни монопол қиливелишиға наразилиқ билдүрүп, «туз йүрүши» ни башлиди. гандиниң 6 – апрелғичә давамлашқан бу йүрүшигә миңларчә һиндистанлиқ аваз қошти.

■  1985 – йили 12 – мартта түркийәниң оттавадики әлчиханиси әрмән милитаристлириниң қораллиқ һуҗумиға учриди. һуҗумда баш әлчи җошқун қирҗа йариланди, канадалиқ бир сақчи һайатидин айрилди.

■  1971 – йили 12 – мартта дөләттики сийасий киризис, иш ташлаш, оқуғучилар намайишлири қатарлиқлар түпәйли түркийә армийәси һөкүмәткә ултиматом тапшурди. ултиматомдин кейин баш министир сүләйман дәмирәл вәзиписидин истепа бәрди. 26 – мартта ниһат әрим баш министирлиқида ислаһат һөкүмити қурулди.

■  2003 – йили 12 – мартта сербийә баш министири зоран диндич белградта суйиқәсткә учрап бу дунйа билән видалашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر