тарихтики бүгүн: 08 – март

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1159724
тарихтики бүгүн: 08 – март
  • 1857 – йили 8 – март айал ишчилар өлгән күн болуп, кейин «хәлқара ханим - қизлар байрими» күни қилип бекитилгән. америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридики туқумичилиқ завутиниң 4 миң айал ишчиси, техиму йахши шараит астида хизмәт қилиш пуриситигә еришиш мәқситидә тоқумичилиқ завутида ишләшкә башлиди. бирақ, сақчиларниң ишчиларға һуҗум қилиши вә ишчиларниң завутқа солап қойулуши, арқидин йүз бәргән от апитидә ишчиларниң завутниң алдидики тосуқлардин өтүп қачалмаслиқи сәвәбидин, көпинчиси айал болуп, 129 ишчи һайатидин айрилди. америка қошма иштатлирида айал ишчиларниң әнә шундақ ечинишлиқ шәкилдә қәтл қилиниши сәвәбидин, копенһагенда 1910 – йили чақирилған «хәлқара сотсийалист айаллар конферанси» да, 8 – март, «хәлқара ханим - қизлар байрими» күни қилип бекитилди. бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиму, 1977 – йили 16 – декабир күни қарар мақуллап, 8 – мартни «хәлқара ханим - қизлар байрими» күни қилип бекитти.

түркийәдә болса, «8 – март хәлқара әмгәкчи айаллар байрими» күни тунҗи қетим 1921 – йили «әмгәкчи айаллар байрими күни» сүпитидә тәбриклинишкә башланди.

  • 1906 – йили 8 – март күни моро киратери қәтлиами йүз бәрди. америка қошма иштатлири 1898 – йили испанийә билән келишим түзүп, 20 милйон доллар бәдилигә филиппинни сетивалған, бирақ, филиппин хәлқи бу келишимгә қарши чиққаниди. 1902 – йили америка қошма иштатлири пирезиденти розвелт  филиппиндә урушниң ахирлашқанлиқини елан қилған, әмма, бу келишимниң моро хәлқи билән мунасивитиниң йоқлуқини билдүргәниди. америка әскәрлири моро кратериға йошурунувелип, айаллар билән балиларниму өз ичигә алған филиппинлик 600 мусулманни өлтүрүвәткәниди.  
  • 1944 – йили 8 – март күни һәҗвий характерлик романлири билән тонулған түрк роман йазғучиси вә журналист һүсәйин раһми гүрпинар алдәмдин өтти.
  • 1948 – йили 8 – март күни «бәһчәт кесәллики» дәп аталған бир хил терә кесәлликини ениқлап чиқип, хәлқара теббий саһәсидә тонулған, терә вә танасил әза кесәлликлири мутәхәссиси пирофессор доктор һулуси бәһчәт истанбулда вапат болди.
  • 1955 – йили 8 – март күни түркийәниң тунҗи рак кесәлликиниң алдини елиш аптекиси ечилди.
  • 1974 – йили 8 – март күни парижниң чарлес де галле айродуруми хизмәткә кириштүрүлди.        


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر