тарихтики бүгүн: 25 – феврал

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1151936
тарихтики бүгүн: 25 – феврал
  • 1964 – йили 25 – феврал күни муһәммәд әли клай сони листонни йеңип, дунйа еғир дәриҗиликләр бокс чемпийони болди. муһәммәд әлиниң мусулман болуштин бурунқи исми Cassius Marcellus Clay болуп, теги африлиқ америкилиқтур. у 12 йашқа киргән чеғида бокс билән тонушти. қисқа вақит ичидики мувәппәқийәтлири билән шөһрәт қазанди. 18 йашқа киргән чағда қатнашқан рим олимпик тәнтһәрикәт мусабиқилиридә алтун медалға еришти. 1964 – йили «дунйа еғир дәриҗиликләр бокс чемпийони» унваниға еришкәндин кейин, динини өзгәртти вә ислам диниға кирип, мусулман болди. пәқәт тәнһәрикәтчи кимлики биләнла әмәс, миҗәз – характери вә сөз – һәрикәтлири биләнму һәмишә күнтәртиптин орун алди. «вейтнам уруши» мәзгилидә, «вейтнамлиқлар маңа һечқандақ йаманлиқ қилмиған турса, мән немә дәп улар билән уруш қилғудәкмән?» дәп «вейтнам уруши» ға қатнашмиди.шу сәвәбтин, 5 йиллиқ қамақ вә 10 миң долларлиқ пул җазасиға һөкүм қилинди. 1960 – йилқи рим олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиридин қайтип, икки күн өткәндин кейин, тамақ йейиш үчүн бир ашханиға кирди, у бу ашханида пәқәт ақ тәнликләрла тамақ йәйдиғанлиқини уққандин кейин, алтун медалини «охайо дәрйаси» ға ташливәтти. шу вәҗидин, узун муддәт бокс мусабиқилиригә қатнишалмиди. у бокс мусабиқилиридә пәқәт 5 қетимла мәғлуб болди.
  • 1994 – йили 25 – феврал күни ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан һеброн шәһиридә баруч голдстейн исимлик бир йәһудийниң оқ чиқириши нәтиҗисидә 25 пәләстинлик өлди. бу қәтлиам тарих сәһипилиридин «ибраһим җамәси қәтлиами» сүпитидә орун алди. баруч голдстейн ғәзәп – нәпрәткә толған амма тәрипидин өлүм билән җазаландурулди. кейинчә йүз бәргән исйан һәрикәтлиридә 25 пәләстинлик билән 9 исраилийәлик өлди.
  • 1994 – йили 25 – феврал күни түркийәдики әң чоң карханичилардин бири болған вәһби коч бу дунйа билән мәңгүлүк видалашти. 1901 – йили дунйаға кәлгән вәһби коч, 16 йашқа киргән чеғида дадиси ечип бәргән баққал дукинида шекәр, сериқ майдин йасалған еримчик, зәйтун қатарлиқларни сетип, тиҗарәт қилишқа башлиди. 1926 – йили рәсмий тизимға алдуруп, сода дунйасиға қәдәм қойғандин кейин, тунҗи хәлқаралиқ ширкәт келишими түзди. барғансери тәрәққий қиливатқан түркийәниң еһтийаҗлириға мас һалда һәмишә йеңи саһәләр бойичә келишимләрни түзүп, ашу кичиккинә баққаллиқ дукан саһибидин, түркийәниң әң чоң сода гуруһи ширкитиниң хоҗайиниға айланди. 1984 – йили сода дунйасидин чекинип, аммиви лайиһәләргә йүзләнди.  1987 – йили хәлқара сода уйушмиси тәрипидин вәһбә кочқа «әң мунәввәр шәхс» унвани берилди. унвани йезилған тәқдирнамисини йеңи деһлида шу дәврдики һиндистан баш министири раҗив гәндиниң қолидин алди. 1984 – йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи ботрос ботрос ғали тәрипидин «дунйа пиланлиқ аилә мукапати» ға лайиқ көрүлди. у «һекайәм» вә «хатирилирим, қарашлирим вә нәсиһәтлирим» намлиқ икки әсәр йазди.
  • 2000 – йили 25 – феврал күни мексикилиқ гитарчи вә композитор карлос сантана, 8 грамми мукапатини бирақла қазанди. буниңдин илгири майкел җаксон гирамми мукапати саһәсидә, « Thriller» намлиқ албоми билән рекортни бузуп ташлиғаниди. бу қетим сантана, «бир қетимдила әң көп гирамми мукапатиға еришкән сәнәтчи» болуш сүпити билән рекорт йаратти.   


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر