тарихтики бүгүн: 2019 - йили 10 - феврал

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1142045
тарихтики бүгүн: 2019 - йили 10 - феврал

■  1074 – йили 10 – февралда мәһмуд кашиғәрий түрк күлтүриниң хақанийә тилида йезилған тунҗи луғити - «дивани луғатит түрк» ни йезип тамамлиди.

■  1763 – йили 10 – февралда әнглийә, фирансийә вә испанийә арисидики «йәттә йил урушлири» ға хатимә бәргән париж келишими имзаланди. бу келишим сайисида әнглийә дунйа миқйасида деңиздики үстүнлүкини вә мустәмликә күчини күчәйтти؛ фирансийә зәиплиди вә мустәмликичилик риқабитидә әнглийәниң арқисида қалди.

■  1918 – йили 10 – февралда османлиниң 34 – падишаһи иккинчи абдулһәмид 76 йешида аләмдин өтти.

■  1948 – йили 10 – февралда даңлиқ кино рижессори сергей есенстен өлди. 1925 – йили ишлигән «иш ташлаш» намлиқ тунҗи филими билән киночилиқ сәһнисигә қәдәм қойған сергейниң, шу йили ишлигән «потемкин бироневики» намлиқ филими кино - филим дунйасиниң унтулмас әсәрлири қатаридин орун алди.

■  1969 – йили 10 – февралда америка қошма иштатлириниң 6 – филоси қармиқидики парахотлар истанбулға кәлди. университет оқуғучилири наразилиқ намайиши өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر