тарихтики бүгүн: 31 – йанвар

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.

1136507
тарихтики бүгүн: 31 – йанвар
  • йил 1729, 31-йанвар...
  • османли империйәсидә тунҗи китаб бесилди. 1727-йили түркчә китаб вә гезит бесиш мәқситидә қурулған тунҗи басмихана болған «дарүттабаа» да бесилған китаб, вани мәһмәт бин мустафа тәрҗимә қилған фараблиқ җәвһәриниң «сиһаһи җәвһәри» намлиқ әрәбчә луғәтниң түркчә тәрҗимиси иди.
  • ибраһим мүтәфәррика османли империйәсигә тунҗи мәтбәәни 1719-йили елип кәлгән иди.
  • 1876-йил 31-йанвар америкадики барлиқ қоңур тәнликләр өзлиригә айрилған мәхсус районларда йашашқа мәҗбурланди.
  • 1942-йил 12-өктәбир кристоф коломбониң һиндистанни таптим дәп америка қитәсини байқиши билән тәң, америка қитәсидә йашайдиған йәрлик хәлқләр үчүн ейтқанда, қара зулмәтлик күнләр башланди. йеңи дунйада йашаш вә байлиқларға еришишни арзу қилған йавропалиқлар, америкаға көчти. йавропадин кәлгән америкалиқлар дәп аталған бу хәлқләр, қоңур тәнликләрни земинлиридин һәйдәшкә, хилму хил йуқумлуқ кесәлликләр, өлтүрүш вә мәдәний чәклимиләр билән йоқитишқа башлиди. қоңур тәнликләргә қилинған зулумлардин бири уларни өзлиригә бөлүп берилгән районларда йашашқа мәҗбур қилиш иди.
  • 2000-йили 8-сентәбир америка қоңур тәнликләр ишлири бийоросиниң башлиқи, ғәрбликләр йүргүзгән «етник тазилаш» һәрикитидә бийорониң рол ойниғанлиқи сәвәблик рәсмий әпу сориди.
  • османли дәвриниң 19-әсирдики түрк әдәбийатиниң алдинқи қатарида туридиған шаири вә йазғучилиридин бири болған рәҗаизадә мәһмут әкрәм 1914-йил 31-йанвар күни бу аләм билән хошлашти. рәҗаизадә мәһмут әкрәм 1847-йили дунйаға кәлгән болуп, йашлиқ мәзгиллиридә йахши маарип тәрбийәси көрди вә дөләттә муһим вәзипиләрни өтиди. у тунҗи әсәрлирини «вәтән шаири» дәп аталған намиқ камал башқурушидики «тасвири әфкар гезити» дә елан қилди. у 1870-йилдин кейин, пүтүн вақтини йезиқчилиқ ишлириға атиди вә ғәрб әдәбийатидин нурғун әсәрләрни тәрҗимә қилди. 1870-йили «афифә анжелик» намлиқ драммисини, 1871-йили «нәғмәи сәһәр» намлиқ шеир китабини елан қилди. у йазған бирдинбир романи, түрк әдәбийатида рийализмниң тунҗи өрнәклиридин бири һесаблинидиған «машина сәвдаси» намлиқ әсәрдур.
  • даңлиқ йазғучи вапат болған у күни османли империйәсидики мәктәпләр дәм елишқа қойуп берилди вә наһайити чоң җиназә мурасими өткүзүлди.    


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر