тарихтики бүгүн: 28 – йанвар

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.

1134489
тарихтики бүгүн: 28 – йанвар
  • 1820-йили 28-йанвар антарактика қитәси байқалди.
  • антарактикани байқаш мусаписи миладидин бурунқи 300-йиллардин 600-йилларға тутишиду. йунан пәйласоплириниң йәр шариниң симметрик шәкилгә игә икәнлики вә тәңпуң һаләттә туруши үчүн җәнубта ғайәт зор земин парчисиниң болуши керәклики чүшәнчиси билән башланған бу мусапә, йүз йилларғичә антарактика қитәсини издәш билән өтти.  охшимиған һәрикәтләр у вақитқичә антарактика қитәсини байқашқа йеқинлашқан болсиму, әмма фабийан готлитеб вон беллиңшавсен (Fabian Gottlieb von Bellingshausen) вә микаил петрович лазарев (Mikhail Petrovich Lazarev ) башчилиқидики әтрәт, антарактика биринчи болуп байқиған гуруппа болуп қалди.
  • 1986-йили 28-йанвар америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) ниң колумбийә аләм айропиланидин кейин ишлитишкә башлиған иккинчи аләм айропилани чәлинҗер көккә көтүрүлүп 73 секунт өткәндә партлап кәтти. 1983-йили 4-апрел аләм айропиланида тунҗи қетим учушни башлиған, тоққуз қетим йәр шари орбитасиға киргән чәлинҗердики бәш астроном вә икки оқутқучи җенидин айрилди. йеқилғу моторидин чиққан кашила сәвәбидин вәқәниң келип чиққанлики илгири сүрүлди.
  • 1932-йили йаш түркийә җумһурийитидә заманивийлишиш тиришчанлиқи йуқири сүрәттә давамлашти. бу тиришчанлиқлар даирисидә башланған гүзәллик мусабиқилириниң төтинчи нөвәтлики шу йили 28-йанвар өткүзүлди. мусабиқидә кәриман һалис биринчи болди. кәриман һалис әшу йилларда чоң содигәр болған дадисидин айрилип қалған болсиму, белгийәдә өткүзүлгән гүзәллик мусабиқисигә түркийәгә вакалитән қатнашти. кәриман һалис белгийәгә берип, биринчи болуп қайтти вә түркийәниң тунҗи «дунйа гүзили» болуп қалди. шу йилларда дөлитини сөйүндүргән дунйа гүзили 2012-йили 28-йанвар аләмдин өтти.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر