тарихтики бүгүн: 25 - йанвар

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.

1133212
тарихтики бүгүн: 25 - йанвар
  • мәһмут қәшқири1072-йили 25-йанвар тунҗи қетим түрк тилида йезилған луғәт һесаблинидиған вә «түркий тиллар дивани» дәп нам берилгән әсәрни йезишқа башлап, 1074-йили 10-феврал йезип пүткүзди.
  • османли дөлити1363 -йили 25-йанвар «серб синдиғи» урушида, әһли сәлип иттипақиға қарши ғәлибә қилди.
  • «серб синдиғи» уруши 1364-йили 20 миң серб, һун вә булғарлардин тәшкилләнгән әһли сәлип иттипақи, османли дөлитини балқан районидин қоғлап чиқириш үчүн башлиған уруш иди.
  • 1881-йил 25-йанвар томас едисон билән александер граһам бел телефон ширкитини қурди. шуниң билән, тунҗи қетимлиқ қитәләр ара телефон алақиси барлиққа кәлди.
  • 1918-йил 25-йанвар сабиқ советләр иттипақи қурулғанлиқи елан қилинди. 1917-йили февралда партлиған инқилаб билән чаррусийә императорлуқи ағдурулди.
  • 1919-йил 25-йанвар 1-дунйа урушини ахирлаштурған келишимләр имзаланған париж тинчлиқ конферансида, хәлқаралиқ тинчлиқни вә хәвпсизликни капаләткә игә қилидиған, уни давам қилидуридиған милләтләр җәмийитини қуруш қарар қилинди. бу җәмийәт бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин бурун қурулди.
  • 2006-йили 25-йанвар дунйада әң чоң йәр шарилишишқа қарши һәрикәтләрдин бири болған «иккинчи йәр шарилишиш һәрикити» ниң қоллиғучилири, дунйа миқйасида намайиш уйуштуруш, истратегийәләрни бекитиш вә дунйадики һәрикәтләрдин бир-бирини хәвәрдар қилиш үчүн, йилда бир қетим өткүзүлидиған «дунйа иҗтимаий мунбири» ни венезуелада башлиди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر