иран парламенти башлиқи: исраилийәгә учқучисиз айропиланлар билән өч елиш һуҗуми қилдуқ

иран парламенти башлиқи муһәммәд бәкир калибаф түнүгүн кәчтә учқучисиз айропиланлар билән исраилийәгә қилған һуҗумниң исраилийәниң (1-апрелда) иранниң консулханисиға қилған һуҗумиға қайтурулған җаваб икәнликини билдүрди.

2127394
иран парламенти башлиқи: исраилийәгә учқучисиз айропиланлар билән өч елиш һуҗуми қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: калибаф иран парламентида парламент әзалириға сөзлигән нутиқида: «исраилийәгә қарши елип берилған һәрбий һәрикәт бизниң дипломатик вакаләтханилиримизға қилинған һуҗумға қайтурулған җаваб болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пиринсипиға уйғундур» деди.

калибаф әгәр исраилийә йаки уни қоллаватқан дөләтләр «йәнә хаталиқ» садир қилған тәқдирдә, иранниң техиму кәскин җаваб қайтуридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر