антонийо гутеррес иранниң исраилийәгә қилған һава һуҗумини әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес иранниң исраилийәгә қилған һава һуҗумини әйиблиди вә һәр қайси тәрәпләрни өзини бесивилишқа чақирди.

2127365
антонийо гутеррес иранниң исраилийәгә қилған һава һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи гутеррес иранниң исраилийәгә қилған һава һуҗумиға алақидар йазма байанатида, «иран ислам җумһурийитиниң исраилийәгә қаратқан һәр тәрәплимә һуҗумидин келип чиққан еғир җиддийчиликни қаттиқ әйибләймән. бу дүшмәнликләрни дәрһал тохтитишқа чақиримән» деди.

гутеррес йеқинқи һуҗумлар билән оттура шәрқтики җиддийчиликниң районға кеңийип кетиштәк еғир хәвпи барлиқини тәкитләп: «һәр қайси тәрәпләрни оттура шәрқтә нурғун уруш мәйдани йаритиш хәвпи болған қәдәмләрдин сақлинишқа вә өзлирини бесивилишқа чақириқ қилимән» деди.

гутеррес нә оттура шәрқниң, нә дунйаниң йеңи бир урушни көтүрәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر