җо байдин иранниң исраилийәдин өч елиши мумкинликини билдүрди

америка президенти җо байдин 1 - апрелда иранниң сүрийәдики баш әлчихана туралғусидики консулхана бинасиға һуҗум қилғанлиқи үчүн исраилийәдин өч елиш һуҗуминиң «һәр вақит» йүз бериши мумкинликини билдүрди.

2127231
җо байдин иранниң исраилийәдин өч елиши мумкинликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайда мухбирларға байанат бериш җәрйанида байдиндин иранниң исраилийәгә қилидиған еһтималлиқ даирисидики һуҗуми тоғрисида соал соралди.

байдин иранниң қанчилик қисқа вақит ичидә исраилийәгә һуҗум қилиши мумкинликигә даир соалға җаваб берип: «ишәнчлик учурға еришишни халаймән, әмма мениң мөлчәримчә һәр қандақ вақитта йүз бериши мумкин» деди.

байдин иранни исраилийәгә һуҗум қилмаслиқ тоғрисида агаһландуруп: «биз өзимизни исраилийәни қоғдашқа атидуқ. биз исраилийәни қоллап – қуввәтләймиз. исраилийәни қоғдашқа йардәм қилимиз, иран мувәппәқийәт қазиналмайду» деди.

исраилийә 1 - апрелда иранниң дәмәшиқтә турушлуқ баш әлчихана туралғусидики консулхана бинасиға һавадин һуҗум қилған вә һуҗумда иран инқилабни муһапиәт қилиш қисимлиридин 7 киши қаза қилған иди.

иран рәһбири айәтуллаһ әли һаманий исраилийәниң дәмәшиқтики иран консулханисиға қилған һуҗуминиң иран земиниға һуҗум қилғанлиқ болидиғанлиқини тәкитләп: «иплас һакимийәт бир хаталиқ садир қилди, чоқум җазалиниши керәк вә җазлиниду» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر