иран исраилийәдин өч елишниң йоллуқ қоғдиниш һесаблинидиғанлиқини оттуриға қойди

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан иранниң дәмәшиқтики консулханисиға қилинған һуҗумдин кейин, исраилийәдин өч елишқа «йоллуқ қоғдиниш» дәп қарайдиғанлиқлирини билдүрди.

2127024
иран исраилийәдин өч елишниң йоллуқ қоғдиниш һесаблинидиғанлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, абдуллаһийанниң германийә ташқи ишлар министири аннелена баербок билән өткүзгән телефон сөһбитидә, берлинниң исраилийәгә қарши соғуққанлиқ билән һәрикәт қилиш чақириқини қобул қилмиғанлиқини җакарлиди.

байанатта көрситилишичә, нөвәттики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлирини тохтитиш икәнликини оттуриға қойған абдуллаһийан: «германийәниң ғәззәдә уруш тохтитишни қолға кәлтүрүш тиришчанлиқиниң нәтиҗисиз болушиниң сәвәбини, германийәниң ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқанда битәрәп туралмаслиқидин издәш керәк» дегән.

у йәнә, дөлитиниң исраилийәниң 1-апрелда дәмәшиқтики иран консулханисиға қилған һуҗумиға қайтурғуси инкаси һәққидә тохтилип: «исраилийә һакимийити хәлқара қанун, вийенна әһдинамиси, инсанлар вә дипломатик орунларниң чеқилалмаслиқ һоқуқи қатарлиқларни пүтүнләй дәпсәндә қилған әһвалларда, һуҗумчини җазалаш йоллуқ қоғдиниш үчүн шәрттур» дегән.

йәнә бир тәрәптин, иранниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дики вакаләтханиси йазма байанат елан қилип, әгәр б д т хәвпсизлик кеңиши исраилийәниң һуҗумидин кейин, һуҗумни әйибләп, җавабкарларни сотлаш йолида қәдәм ташлиған болса иди, <иранниң исраилийәни җазалаш еһтийаҗи қалмиған болатти>» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийә 1-апрел иранниң дәмәшиқтики әлчиханисиниң консулхана бинасиға һавадин һуҗум қилип, иран инқилаб  муһапизәтчилири қисимлириниң икки генералини өз ичигә алған йәттә әскирини өлтүргән. һуҗумда йәнә сурийә пуқраси алтә киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر