галлант иранға тәһдит салди

исраилийә мудапиә министири йов галант иранға «исраилийәгә һуҗум қилған тәқдирдә, күтүлмигән қәдәмләрни ташлайдиғанлиқлири»ни ейтип тәһдит салди.

2126782
галлант иранға тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә рәсмий телевизийә қанили — канниң хәвиригә қариғанда, галлант теһран билән тел авив оттурисидики зиддийәт күчийип кәткән бир пәйттә, дөлитиниң исраилийәниң шималидики әскәрлирини зийарәт қилған вә у йәрдики сөзидә, дөлитиниң бирдин көп фиронтта һуҗумға учриғанлиқини илгири сүрүп: «оттура шәрқниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, исраилийә земиниға һуҗум қилғанларға <тез сүрәттә шиддәтлик һуҗум қилип қандақ зәрбә беридиғанлиқлирини> көрситип қойғанлиқлири»ни ейтқан.

у сөзини давамлаштуруп: «исраилийәниң инкаси наһайити үнүмлүк болиду вә  биз йиллардин буйан мувәппәқийәт қазинип кәлгән ишларниң бири, дүшмән бизниң униңға қарши қандақ һәйран қаларлиқ ишларни қилидиғанлиқимизни һәргизму биләлмәсликидур» дегән.

исраилийә 1-апрел иранниң дәмәшиқтики әлчиханисиниң консулхана бинасиға һавадин һуҗум қилип, иран инқилаб  муһапизәтчилири қисимлириниң икки генералини өз ичигә алған йәттә әскирини өлтүргән. һуҗумда йәнә сүрийә пуқраси алтә киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر