сергей лавров икки күнлүк хитай зийаритини башлиди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров украина уруши, икки тәрәп һәмкарлиқи вә хәлқаралиқ мәсилиләрни музакирә қилиш мәқситидә, икки күнлүк дөләт ишлири зийарити үчүн хитайға йетип барди.

2126265
сергей лавров икки күнлүк хитай зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров бейҗиңда хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси марийа захарова байанат елан қилип, икки дөләт министирлириниң «украина, асийа-тинч окйан вәзийити, русийә-хитай мунасивәтлири вә икки тәрәпниң хәлқаралиқ сәһниләрдики һәмкарлиқлири» ни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

сергей лавровниң зийаритиниң, владимир путинниң мушу ай (2024-йили апрел) ичидә әмәлгә ашуридиған хитай зийарити үчүн тәййарлиқ икәнлики пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر