америка қизил деңизда хусийларға зәрбә бәрди

америка армийәси мәркизий қоманданлиқ иштаби-сентком (CENTCOM) йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийларниң партлатқуч мадда қачиланған су үсти аппаратлири вә башқурулидиған бомбилириниң битчит қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

2100953
америка қизил деңизда хусийларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси мәркизий қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип: «сенткомға қарашлиқ қисимлар 10-феврал өзини қоғдаш һоқуқи рамкисида шу йәр вақти 17.00-16.00 гичә болған арилиқта, хусийларниң икки данә су үсти аппарати вә үч данә парахотқа атидиған башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик һалда битчит қилди» деди.

байанатта, хусийларниң байқалған су үсти аппаратлар вә башқурулидиған бомбилар билән йәмәнниң шималий қисмидин қизил деңиздики сода парахотлириға һуҗум қилишқа тәййарлиқ қилғанлиқи, райондики америка һәрбий парахотлири үчүн «чоң тәһдит пәйда қилғанлиқи» әскәртилгән һалда мундақ дейилди: «бу һуҗумлар, сәпәр әркинликини қоғдап, хәлқаралиқ деңиз тәвәликини америка һәрбий параиотлири вә сода парахотлири үчүн техиму бихәтәр қилиду.»

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңизи тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر